«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әнлимәк

①Пеил. Метирлимақ, ени охшаш һалға кәлтүрмәк; өлчимәк: рәхтни әнлимәк. Матани әнлимәк. ②Пеил. Кәңрип, чоңқурлишип тез, раван ақидиған һаләткә кәлмәк, ән тартмақ (су һәққидә): ечиқ әнләп асан әткили болмайдиған болуп кәткәниди.

Әйлимәк

Пеил. ①Терә, хемир қатарлиқларни пишурмақ, пишшиқлимақ: терини әйлимәк, хемирни әйлимәк. ②Йазма әдәбийатта «қилмақ», «әтмәк» ролида келиду: бир бурадәр өмридә көпрәк хушамәт әйлиди. Бу «һүнәр» ни өзигә баб һәмдә амәт әйлиди.

Әңгүштәр

Исим [парсчә] ①алтун, йақут қатарлиқ қиммәт баһалиқ метал вә ташлардин йасалған үзүк. ②Көчмә мәнилик сөз. Хасийәтлик, нурғун нәрсини қилишта қудрәтлик нәрсә, йол, нишанни көрсәткүчи: бовай көзлирини йирақларға тикип:-йеза игилик пәнтехникиси бизниң әңгүштиримиз, -деди.

Әһвал

Исим [әрәбчә] ①мәвҗут болған йаки йүз бәргән һаләт, пәйда болған кәйпийат, вәзийәт: инқилаб дәвридә әһвалниң өзгириши наһайити тез болиду. ②Турмуш шараити, һал-әһвали, күни: өй әһвали.*Өйүңдики әһвални қошнаңдин сора (мақал).