«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әйлимәк

Пеил. ①Терә, хемир қатарлиқларни пишурмақ, пишшиқлимақ: терини әйлимәк, хемирни әйлимәк. ②Йазма әдәбийатта «қилмақ», «әтмәк» ролида келиду: бир бурадәр өмридә көпрәк хушамәт әйлиди. Бу «һүнәр» ни өзигә баб һәмдә амәт әйлиди.

Әңгүштәр

Исим [парсчә] ①алтун, йақут қатарлиқ қиммәт баһалиқ метал вә ташлардин йасалған үзүк. ②Көчмә мәнилик сөз. Хасийәтлик, нурғун нәрсини қилишта қудрәтлик нәрсә, йол, нишанни көрсәткүчи: бовай көзлирини йирақларға тикип:-йеза игилик пәнтехникиси бизниң әңгүштиримиз, -деди.

Әһвал

Исим [әрәбчә] ①мәвҗут болған йаки йүз бәргән һаләт, пәйда болған кәйпийат, вәзийәт: инқилаб дәвридә әһвалниң өзгириши наһайити тез болиду. ②Турмуш шараити, һал-әһвали, күни: өй әһвали.*Өйүңдики әһвални қошнаңдин сора (мақал).

Әпсаниви

Сүпәт [парсчә] ①әпсаниләштүрүлгән, әпсанигә аит: әпсаниви һекайә. Әпсаниви гәп. ②Пәқәт әпсаниләрдила мәвҗут болған, аләмдә йоқ, хийалий: «ирақ муқаминиң башлиниш музикиси» ниң текистида муһәммәт сидиқ зәлилиниң әпсаниви җәннәтни рәт қилидиған, аләмгә тәбиәт көзқариши билән нәзәр ташлайдиған шеирий җүмлилирини учритимиз. ③Көчмә мәнилик сөз. Әқилгә сиғмайдиған, мисли көрүлмигән, ойдурма, тоқулма: әпсаниви гәп.

Әпләшмәк

Пеил ①мувапиқлашмақ, маслашмақ, баб кәлмәк, җайиға чүшмәк: иш әплишип нәп тәгкәнчә униң нәпси йоғинашқа башлиди. ②Йарашмақ, иттипақлашмақ, йахшилашмақ, чиқишип қалмақ: улар тойдин кейин бир-бири билән бир обдан әплишип қалди.