Мақал-Тәмсилләр (И)

Ит каллиси тәхсидә тохтимас. Ит мүшүкни буйруса, мүшүк қойруқини буйрупту. Ит итлиқини қилмиса көңли тинмас. Иттин қорққан гадай әмәс. Итниң игиси болса, бөриниң худаси бар. Ич сириңни атаңға ейтма. Ичи тарниң көңли тинмас, ешәк мингәнниң пути тинмас. Ичи тошмиса тешиға чиқмас. Ичи көймигәнниң көти қичишмас. Ичидә рози тутуп, тешида һейт ойнапту. Иззәт тапай дисәң хизмәт қил. Исрапчилиқ нәдә? Пишаниси тәрлимигән йәрдә. Иш башқа, һәвәс башқа. Иш қилишқа бели бош, гәп қилишқа ағзи қош. Иш иштәйни ачиду. Иштанға чиққан көңүлгә айан. Ишқ оти пүвлигәнгә өчмәс. Ишқи йоқ йардин, иссиқ очақ йахши. Ишик көргәнни алма, бөшүк көргәнни ал. Ишик очуқ болсиму, сорап кир. Ишиң түзәлмисә, чүшүң түзәлмәс. Ишәнгән тағда кийик йатмапту. Икки қочқарниң беши бир қазанда қайнимас. Игисини йахши көрсәң итиға сөңәк ташла. Илмәкни ишарәт билән руслиғили болмас. Инавәт алтундин қиммәт. Инсап қалмиди чоңда, иштан қалмиди қоңда. Инәкниң сүти...

Давамини оқуң!

Мақал-Тәмсилләр (Й)

Йа сайрамдин чиқар, йа қайнамдин чиқар. Йа әләмдә йоқ, йа қәләмдә йоқ. Йапсам тутарму, көмсәм пишарму. Йатар қорсақ – кетәр қорсақ. Йатниң йандин өтәр, туғқанниң җандин өтәр. Йахши болса өзидин көриду, йаман болса өзгидин көриду. Йахши дост ташлимас, йаман йолға башлимас. Йахши сөз ташни йарар, йаман сөз башни йарар. Йахши сөз дилни еритиду, йаман сөз җанни қеритиду. Йахши ит өлүкини көрсәтмәс. Йахшидин җапа кәлмәс, йамандин вапа кәлмәс. Йахшиға күн йоқ, йаманға үлүм йоқ. Йахшилиқ төргә башлайду, йаманлиқ гөргә башлайду. Йахшилиқ қил, йаманлиқ күт. Йахшилиққа йахшилиқ һәр кишиниң иши, йаманлиққа йахшилиқ әр кишиниң иши. Йахшиниң қәдрини йаман билмәс. Йаз болса қиш болмиса, аш болса иш болмиса. Йасанчуқ тоңимайду, титирәйду. Йаш төккичә мушт түг. Йаш қеритмас, ғәм қеритар. Йашлиқиңда билим ал, қериғанда ишқа сал. Йалғанчиниң қуйруқи бир тутам. Йалғуз йүрүп йол тапқучә чишиң төкүләр. Йалғуз...

Давамини оқуң!

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған.

Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Атақлиқ тилшунас, иҗтиһатлиқ журналист, Уйғур киши исимлири тәтқиқатчиси Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәнди 1950-йили қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә туғулған. 1968-Йилидин 1971-йилиғичә қайта тәрбийәдә болған. 1983-Йили қәшқәр педагогика иниститутини пүттүрүп шу мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1991-Йилидин тартип «қәшқәр педагогика иниститути илмий журнили» да муһәррир болуп ишлигән. «Уйғур киши исимлири вә униң мәниси» намлиқ китаби 1992-йили бесилған. Кейин йәнә «исимни қандақ қойуш керәк», «исим қойуш қолланмиси», «Уйғур киши исимлири» (1998) қатарлиқ китаблири нәшр қилинған. Уйғур киши исимлири һәққидә 30 парчидин артуқ мақала елан қилған, бу мақалиларниң көпи «хәзиниләр ачқучи» (2006) намлиқ китабиға киргүзүлгән. «Әрәб тилидин асас» намлиқ үч қисимлиқ китаби, «әрәбчә сөзлишиш», «әрәб тили елипбәси», «әрәб тили қаидилири», «әрәб тилини муәллимсиз өгиниш» дегән китаблири нәшр...

Давамини оқуң!

Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Һәрп тәртиви


Давамлиқ киргүзиливатиду…

Әмгәк қилсаң атиқиң чиқар, қилмисаң чатиқиң чиқар (мақал).

Йилтиз Түклүк Қисми

«Ботаника» йилтиз түкчилири өсүп чиқидиған қисми. У узарғучи қисминиң үсти тәрипидики бир сантиметирдин бир қанчә сантиметирғичә арилиқтики орунға җайлашқан, адәттә у су вә анорганиң тузларни сүмүридиған муһим қисим һесаблиниду.

Йилтиз Түгүнчә Бактерийиси

«Ботаника» бактерийиниң бир хили. Пурчақ аилисидики өсүмлүкләрниң йилтиз қисмида йилтиз түгүнчисини шәкилләндүрүп, азотлуқ бирикмиләрни синтезлап, өсүмлүкләрни улар билән тәминләйду. Йеза игиликидә уни уруқ билән арилаштуруш арқилиқ, зираәтләрниң мәһсулатини ашурушқа болиду.

Йилтиз Түгүнчиси

«Ботаника» пурчақ аилисидики өсүмлүкләрниң йилтиз қисмида өсидиған шар шәкиллик кичик түгүнчә, йилтиз түгүнчә бактерийисиниң йилтиз қисмиға кириши арқилиқ шәкиллиниду. Адәттә у өсүмлүкләрниң өсүши үчүн пайдилиқ дәп қарилиду.

Йилтиз Тикиш

«Ботаника» бәзи өсүмлүкләрни көпәйтишниң бир хил усули. Буниңда өсүмлүк йилтизи бир қанчә бөләккә бөлүнүп йәргә көмүлиду. Шу арқилиқ бир қанчә мустәқил өсүмлүк тени өстүрүлиду. Мәсилән, мамкапни мушу хил усул билән көпәйтишкә болиду.